Отсутствует (исполнитель: Неизвестен)
Қаттиқ сөзләп, кейин рәнжитип айрилип кәттуқ. Сөйгүни муһәббитимизни хар қилип зар әттуқ. Ялғуз жүрүп һижран отида бу күнгә йәттуқ, Тоғра йолдин адишип кәттуқ, Тоғра йолдин адишип кәттуқ. Мән сеғиндим, сөйгүнүм, сениң айдәк йүзүңни, Қарғичә тиңшиғим келиду шерин сөзүңни. Кәчүр мени яшлиғим сениң қара көзүңни, Шунчә муңлуқ чалдим сазимни. Аңлиғин яр дил авазимни. Сөйгүнүм дилидин айрилиш яман, Бәхитлик чағларни сән әслигин. Сәнсиз дуния маңа ялған, Сән маңа керәк бәхтим жүрүгүм. Сән маңа керәк бәхтим жүрүгүм. Ичимдә кичиккинә жүрәк һур боп соқиду, Иккимизниң бөләк жүргинимизни сезиду. Қачан зүммәт түнләр, түгәп таңлар атиду, Көзлүрүмдин яшлар ақиду, Көзлүрүмдин яшлар ақиду. Кәлгин ярим әқлимизгә әнди қайтайли, Қол елишип бу өмүрдә биз биллә болайли. Ят болуш асан, өй болуш қийин уни ойлайли, Йеңидин һаятни башлайли Йеңидин һаятни башлайли, Сөйгүнүм дилидин айрилиш яман, Бәхитлик чағларни сән әслигин Сәнсиз дуния маңа ялған, Сән маңа керәк бәхтим жүрүгүм. Сән маңа керәк бәхтим жүрүгүм.