Chepbayat muqamidin parche (исполнитель: Diyar)
Дияр - Чәпбаят муқамидин парчә (сөзи вә музикиси - хәлиқниң) Муқәддимә: Тәләй мәһбубум мәтлубум Сениң яшиң азар болсун Ниқап ачқин, көрәй йүзүң Йүзүң-җамалиң ашкарә болсун Күплүктә кәчмәй базариң Кечә-күндүз сениң ядиң Ки җәннәт һүрлири дайим Қешиңда қешиңда җан узар болсун Куплет: Мән сени көрүп җанан Ғәмгә муптила болдум От яқтиң жүрәгимгә Ашиқ-беқарар болдум Ашиқ-беқарар болдум Рефрен: А йәһуй ярәй гүл ярәй А қайда сәндәк гүл барәй? Атәш көзлүк җананим Җананим әй Алла йәй Вай вай гүл ярәй А-а-й Алла йәй Җа-а-н гүл ярәй Вай атәш йүзлүк җананим Куплет: Айға охшайду йүзүң Чолпанға охшайду көзүң Чолпанға охшайду көзүң Охшайду нават-қәнгә Шу сениң шерин сөзүң Рефрен Куплет: Ай толди йилму толди Сениң ишқиңда көйгили Ай толди йилму толди Сениң ишқиңда көйгили Интизар болдум һәҗәп Ай йүзүңни көргили Рефрен Куплет: Егиз таққа мунар салсам Яришип қалди Егиз таққа мунар салсам Яришип қалди А чирайлиқтин бир яр тутсам талишип қалди А чирайлиқтин бир яр тутсам талишип қалди Егиз тағда қар ятамду қиш-яз зимистан Егиз тағда қар ятамду қиш-яз зимистан А кәчмәс көңлүм кечәмдикин сениңдин айрилсам А кәчмәс көңлүм кечәмдикин сениңдин айрилсам, ярәй Рефрен https:/ [bad word] uyghurliterature